парижда пичақ билән һуҗум қилип адәм өлтүрүш вәқәси йүз бәрди

фирансийәниң пайтәхти парижда пичақ билән һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, бир киши қаза қилди вә икки киши йариланди.

2071831
парижда пичақ билән һуҗум қилип адәм өлтүрүш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, париждики <бир һейким метро бекити> әтрапида бир киши йолдин өтүп кетиватқанларға пичақ билән һуҗум қилған.

һуҗумда бир киши қаза қилип, икки киши йариланған.

сақчилар назарәткә елинған вә 1997-йили туғулған һуҗум қилғучиниң фирансийә пуқраси икәнликини билдүрди.

һуҗум қилғучиниң истихбарат хатирисидә радикал хаһиши күзлүк киши қатарида тизимлики барлиқи уқтурулди.

париж тәптиш мәһкимиси «қатиллиқ» вә «қәстләп адәм өлтүрүшкә урунуш» җинайити билән тәкшүрүш башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر