нетанйаһу һамасни әйиблиди

исираилийә баш министирлиқ ишханиси ғәззә һуҗумлириниң қайтидин башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилип, һамасни әйиблиди.

2071293
нетанйаһу һамасни әйиблиди
gazze cocuk.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министирлиқ ишханиси һамасни әйибләп байанат елан қилди.

байанатта, һамасниң тәрәпләр оттурисидики келишим бойичә исираилийәлик айал әсирләрни қойуп бәрмигәнлики вә исираилийәгә ракета атқанлиқи илгири сүрүлди.

байанатта, баш министир нетанйаһуниң бу һәқтә ейтқан төвәндики сөзлиригә орун аҗритилди:

«урушни қайтидин башлап, исираилийә һөкүмитиниң уруш мәқситигә әмәл қилидиғанлиқини тәкитләймиз. мәқсәт исираилийәлик әсирләрни қойуп бәргүзүш, һамасни йоқитиш вә ғәззәниң қайтидин исираилийәгә тәһдит пәйда қилмаслиқини капаләткә игә қилиш.»

исираилийә армийәси ғәззәниң мәркизидики әл мегази мусапирлар лагеридики бир өйни бомбардиман қилди. һуҗумда, бир киши җенидин айрилди, төт киши йариланди. ғәззәниң җәнубидики рәфаһ шәһириниң мәркизидики бир өйниң бомбардиманида болса, төт киши җенидин айрилди, нурғун киши йариланди.

ғәззә шәһириниң ғәрбий шималидики әннасир вә рантиси дохтурханилири әтрапида, исираилийә әскәрлири билән пәләстинлик гуруппилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر