нигерийәдә терроризмға қарши күрәш һәрикити давамида йүздин артуқ террорчи бир тәрәп қилинди

нигерийә һава армийәсиниң дөләтниң шәрқий шималидики борно өлкисидә террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип барған һава һәрикити давамидаö йүздин артуқ террорчи бир тәрәп қилинди.

2069388
нигерийәдә терроризмға қарши күрәш һәрикити давамида йүздин артуқ террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹пунч› гезити» ниң хәвиригә қариғанда, нигерийә һава армийәси байанатчиси едвард габквет нигерийә һава армийәсиниң һава һәрикити давамида, террорлуқ тәшкилати боко һарамниң каттибеши әбу әсәдни өз ичигә алған йүздин артуқ террорчиниң өлтүрүлгәнликини, террорчилар панаһлиниватқан лагерларниң вәйран болғанлиқини, муһим оқ-дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини байан қилған.

игилинишичә, нигерийәдә 2000-йилларниң башлиридин тартип һазирғичә мәвҗудийитини давамлаштуруватқан террорлуқ тәшкилати боко һарамниң 2009 – йилдин буйанқи кәң көләмлик зораванлиқ һәрикәтлиридә миңлиған киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر