исраилийә шифа дохтурханисидин бир қисим пәләстинликләрниң җәсәтлирини елип қачти

исраилийә қисимлири ғәззәдики шифа дохтурханисидин бир қисим пәләстинликләрниң җәсәтлирини елип қачти.

2068841
исраилийә шифа дохтурханисидин бир қисим пәләстинликләрниң җәсәтлирини елип қачти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззә районидики шифа дохтурханисида вәзипә өтәватқан дохтур мутәз һарара түркийә мәтбуатлириға бәргән байанатида, исраилийә қисимлириниң дохтурханиға қилған һуҗуми җәрйанида йүз бәргән вәқәләр һәққидә  мәлумат бәрди.

мутәз һарара исраилийә әскәрлириниң бесип кириш җәрйанида сәһийә хадимлириғиму һуҗум қилғанлиқини чүшәндүрүп,  «исраилийә әскәрлири бәзи бимарларни тутуп кәтти вә пәләстинликләрниң җәсәтлириниңму бир қисимини елип қачти» деди.

исраилийә қисимлириниң дохтурханида ток линийәсини үзүвәткәнликини вә давалаш үскүнилиригә қәстән зийан селип, ишләткили болмайдиған һалға кәлтүрүп қойғанлиқини байан қилған һарара, әскәрләрниң дохтурханидин чекиништин илгири генератор вә давалаш үскүнилири җайлашқан бөлүмләрни партилатқанлиқини уқтурди.

дохтурханида вәзипә өтәватқан дохтурларниң бирси болған мустапа сәкик, исраилийә әскәрлириниң бесип кириши җәрйанида дохтурханидики кишиләрниң өз җайидин қимирлишиғиму рухсәт қилимиғанлиқлирини, һәтта бу мәзгил бойичә дохтурханидики кишиләрниң ач қалдурулғанлиқини билдүрди.

исраилийә қисимлири 15 – нойабир әтигәндә миңлиған бимар вә өйлиридин айрилған пуқралар панаһлиниватқан ғәззә районидики әң чоң сәһийә  орни болған шифа дохтурханисиға бесип киргән иди.

бесип кириштин кейин, исраилийәниң бинада һамамсқа тәвә тонел вә оқ-дора искилатини көрситәлмәй, униң орнида датлишип кәткән қорал вә бир қанчә камерани дәлил-испат сүпитидә медийаларға суниши еғир тәнқидкә учриған иди.

исраилийә қисимлири шифа дохтурханисидики кишиләрдин машинисиз һалда дохтурханини бошитишини тәләп қилған, әмма бәзи йаридарлар вә бимарларниң пийадә меңип дохтурханидин чиқиши мумкин болмиғачқа, бир қисим дохтурлар билән  сәһийә хадимлири дохтурханида қалған иди.

исраилийә қисимлири ғәззә районидики әң чоң сәһийә мәркизи болған шифа дохтурханисини ишғал қилип 10 күндин кейин, түнүгүн (25 – нойабирда) дохтурханиниң бир қисим җайлирини чеқип вәйран қилип дохтурханидин чекингән иди. дохтурханиниң давалаш үскүнилири, генератор, рентиген машиниси вә оксиген помписи қатарлиқ бөлүмлирини  партилатқан иди.

исраилийә қисимлири ғәззәдә инсанпәрвәрлик уруш тохтитип туруш келишими күчкә игә болүштин илгири шифа дохтурханисиниң бәзи бөләклири вә биналириниму бомба билән партлатқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر