сандерс: исраилийә бир һамас әзасини дәп пүтүн мәһәллини бомбардиман қилса болмайду

америка вермонт кеңәш палата әзаси берний сандерс исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумлирида һамасни һуҗум нишани қилидим дәп пуқраларни айримаслиқиниң тоғра әмәсликини билдүрди.

2067930
сандерс: исраилийә бир һамас әзасини дәп пүтүн мәһәллини бомбардиман қилса болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: берний сандерс «нийу йорк вақти гезити» ниң истонида елан қилинған мақалисидә: «исраилийә бир һамас әзасини һуҗум нишани қилдуқ дәп пүтүн мәһәллини бомбардиман қилса болмайду» деди вә тел авивһөкүмитиниң ғәззәгә қаратқан һәрбий һәрикитини қаттиқ тәнқид қилди.

демократчилар партийәсиниң кеңәш палата әзаси берний сандерс исраилийәниң бу һәрикитиниң зади қанчилик мувәппәқийәтлик болғанлиқи тоғрисидиму «техичә нурғун билинмәсликләр барлиқини» билдүрди.

сандерс мундақ деди:

«исраилийә йеқинқи йиллардин буйан тинч һәл қилиш чарәси үчүн үмид беридиған һечбир иш қилмиди. ғәззәдики (узун йиллиқ) муһасирини давамлаштурди.ғәрбий қирғақтики ишғалийитиниң хорлаш характерлик начар қилмишлирини чоңқурлаштурди вә пәләстинликләр дуч кәлгән қорқунчлуқ турмуш шараитини асасән көрмәскә салди.»

америка кеңәш палата әзаси сандерс американиң «әдәп билән сораш» ни ташлап, тәминлигән милйардлиған долларлиқ мәбләғни исраилийәниң сийаситигә йөнилиш бәлгиләш үчүн козир орнида пайдилиниш керәкликини тәкитлиди.

сандерс: «америка исраилийәниң дости болсиму, чоқум шуни ениқ айдиңлаштуруши керәкки, бу достлуқниң шәртлири бар, биз хәлқара қанун вә өзимизниң әхлақ қаришимизға хилаплиқ қилған һәрикәтләргә шерик болалмайдиғанлиқимизни очуқ билдүрүп қойишимиз лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر