җәнубий африқа исраилийә билән дипломатик мунасивитини үзүшни қарар қилди

җәнубий африқа парламенти исраилийә билән дипломатик мунасивәтни тохтитип, пиреторийәдики әлчиханисини тақиветиш тәклипини қобул қилди.

2067468
җәнубий африқа исраилийә билән дипломатик мунасивитини үзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа парламенти исраилийә билән дипломатик мунасивәтни тохтитип, пиреторийәдики әлчиханисини тақиветиш тәклипини  авазға қойди؛ тәклипкә 248 парламент әзаси қоллап, 91 парламент әзаси рәт қилип беләт ташлиди.

тәклип, исраилийә билән болған дипломатик мунасивәтни тохтитиш вә исраилийәниң пиреторийәдики әлчиханисини тақиветишни мәзмун қилатти.

җәнубий африқадики өктичи иқтисадий әркинлик җәңчилири тәрипидин парламентқа сунулған тәклипни һакимийәт бешидики африқа миллий қурултийиму қоллиди.

исраилийә һөкүмити, мәзкур тәклип җәнубий африқа парламентида авазға қойулуштин илгири, җәнубий африқа әмәлдарлириниң ғәззәгә қаритилған һуҗумлар тоғрисидки байанатлириға наразилиқ билдүрүп, пиреторийәдә турушлуқ баш әлчиси елиав белотсерковискийни мәслиһәтлишиш үчүн тел авивға чақирғанлиқини елан қилғаниди.

җәнубий африқа пирезиденти кирил рамафоса түнүгүн кесәк алтун дөләтлири (биразилийә, русийә, һиндистан, хитай) рәһбәрлири билән көрүшкәндә сөз қилип, исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлирида хәлқара қанунға очуқ - ашкара хилаплиқ қилип, уруш җинайити садир қилғанлиқини оттуриға қойған вә хәлқара җәмийәтни пәләстиндики тоқунушларға адил вә әстайидил һәл қилиш чариси тепиш үчүн, җиддий вә конкрет қәдәмләрни ташлашқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر