исмаил һәниййә: «уруш тохтитиш келишимигә йеқинлаштуқ» деди

һамас рәһбири исмаил һәниййә исраилийә билән уруш тохтитиш келишимигә аз қалғанлиқини вә бу мәсилидә мурәссәчилик қиливатқан қатарға җавабини йәткүзгәнликини ейтти.

2066684
исмаил һәниййә: «уруш тохтитиш келишимигә йеқинлаштуқ» деди

түркийә авази радийоси хәвири: һамасниң телеграмма адресида исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййәниң уруш тохтитиш һәққидики байанати елан қилинди.

исмаил һәниййә: «һәрикитимиз қатардики қериндашларға вә мурәссәчилиригә җаваб қайтурди. уруш тохтитиш келишимигә йеқинлаштуқ» деди.

һамасниң қораллиқ қанити изддин әлқассам биригадилири 7-өктәбир (2023) әтигәндә исраилийәниң пәләстинликләргә вә мәсҗиди әқса қатарлиқ муқәддәс қиммәт қарашлириға үзлүксиз дәхли-тәруз қилишлириға җавабән «әқса топани»  намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиған болуп, исраилийә қисимлириму ғәззә районини һавадин еғир бомбардиман қилишни башлиған иди.

исраилийә 7 – өктәбирдә йүз бәргән һуҗумда 310 дин артуқ әскәрни қошқанда, 1200 исраилийәликниң қаза қилғанлиқини вә 5132 кишиниң йариланғанлиқини елан қилған иди.

исраилийәниң билдүришичә, әл қассам биригадилириниң қолида 239 исраилийәлик әсир бар икән.

ғәззәдики һөкүмәтниң билдүрүшичә, 7-өктәбирдин буйан исраилийә һуҗумлирида ғәззә районида кәм дегәндә 5000 кичк бала вә 3300 айални қошқанда, җәмий 12 миң 300 пуқра өлтүрүлгән.

ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддустиму 7 – өктәбирдин буйан исраилийә қисимлири вә қораллиқ йәһудий көчмәнлириниң һуҗумида 214 пәләстинлик өлтүрүлгән.

исраилийә қисимлири ғәззәдә онмиңлиған йаридар вә пуқралар панаһлиниватқан онларчә дохтурханини мәҗбурий бошитиш үчүн дохтурхана һойлисини йаки асаслиқ биналирини бомбардиман қилған.  

ишғал қилиш җәрйанида бәзи дохтурханиларға бесип киргән болуп, бу  һуҗумда йүзлигән бигунаһ пуқра өлтүрүлгән вә йариланған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر