исираилийә айропиланлири ғәззә һуҗумлириниң 45-күнидиму бомбариман қилишни тохтатмиди

исираилийә айропиланлири ғәззә һуҗумлириниң 45-күнидә, шәһәрниң охшимиған җайлирини тохтимай бомбардиман қилди.

2066215
исираилийә айропиланлири ғәззә һуҗумлириниң 45-күнидиму бомбариман қилишни тохтатмиди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә айропиланлириниң ғәззәдики һиндонезийә дохтурханисини қаттиқ бомбардиман қилиши нәтиҗисидә, дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, сәккиз киши җенидин айрилди, икки дохтурни қошқанда онларчә киши йариланди.

дохтурханиниң иккинчи қәвити бомбардиман сәвәбидин еғир бузғунчилиққа учриди.

дохтурханиниң қуруқлуқтинму оққа тутулғанлиқи вә әтрапиғиму зәмбирәк етилғанлиқи билдүрүлди.

пәләстин вафа (WAFA) агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, ғәззәниң җәнубиға җайлашқан хан йунус шәһириниң ғәрбий шималиниң һавадин бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә онларчә киши җенидин айрилди.

хан йунусниң шәрқидики сәхила базири вә ғәззә шәһириниң җәнубиға җайлашқан зәйтин, сәһра мәһәллириниң топ билән бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә нурғун кишиниң җенидин айрилғанлиқи әскәртилди.

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған иди.

исираилийә армийәсиму буниңға җавабән «төмүр қилич һәрикити» ни башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинләшкән тоқунушларда, 13 миңдин артуқ пәләстинлик җенидин айрилди. буларниң ичидә көпинчиси кичик балилар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر