п к к тәрәпдарлири шиветсийәдә йәнә иғвагәрчилик қилди

шиветсийәдики иғвагәрчиликини давамлаштуруватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к тәрәпдарлири готенбург шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң түврүклиригә тәшкилатниң латилирини чиқирип, тәшвиқат қилди.

2065739
п к к тәрәпдарлири шиветсийәдә йәнә иғвагәрчилик қилди

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилатиниң бу иғвагәрчиликиниң сүрәтлири п к к тәшвиқатини қилидиған иҗтимаий таратқу адреслирида тарқитилди.

түнүгүн түркийә бүйүк милләт мәҗилиси (т б б м) ташқи ишлар  комиссийони шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушиға мунасивәтлик тәклип тоғрисидики музакириләрни кечиктүргәниди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси парламент әзалириниң қобул қилинған кечиктүрүш илтимасида: «музакирә қилиниватқан мәсилиниң айдиңлаштурулмиған болуши вә сөһбәтләр йетәрлик дәриҗидә пишип йетилмигәнлики үчүн, тәклиптики маддиларни музакирә қилмастин ахирлаштурулуши...» дегән ибариләргә орун берилгәниди.

шиветсийә һөкүмити һазирғичә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комиссийониниң бу қарариға қарита байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر