американиң ирақ вә сүрийәдики базилириға 55 қетим һуҗум қилинди

америка дөләт мудапиә министирлиқи 17-өктәбирдин буйан американиң ирақ вә сүрийәдики һәрбий базилириға 55 қетим һуҗум қилинғанлиқини елан қилди.

2064529
американиң ирақ вә сүрийәдики базилириға 55 қетим һуҗум қилинди

түркийә авази радйоси хәвири: пентагонниң муавин байанатчиси сабрина синг күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, америка базилириға қилинған һуҗумлар һәққидә әң йеңи мәлуматларни елан қилди.

сабрина синг 17-өктәбирдин буйан ирақта 27,  сүрийәдә 28 қетим болуп, америка базилириға җәмий 55  қетим һуҗум қилинғанлиқини билдүрди.

сабрина синг һуҗумда 59 хадимниң йиник йариланғанлиқини вә уларниң һәммисиниң давалинип  вәзиписигә қайтип болғанлиқини  ейтти.

сабрина синг америка базилириға қилинған һуҗумларға, иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң җавабкар икәнликини тәкитләп, американиң бу һуҗумларға җаваб қайтуруш һоқуқи барлиқини билдүрди.

американиң исраилийә-һамас тоқунушиниң районға йамрап кәтмәслики вә ғәззә биләнла чәклинишигә капаләтлик қилишқа тиришиватқанлиқини әскәрткән сабрина синг бу «чекиндүргүч» сийаситидә американиң райондики күчлүк мәвҗутлуқи билән һазирғичә утуққа еришип кәлгәнликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر