германийәдә германийә машинсазлар уйушмиси әзалири иш ташлайдиған болди

германийә машинсазлар уйушмиси (GDL) германийә төмүр йол ширкити (Deutsche Bahn) билән елип барған хизмәт келишими сөһбәтлири мәғлуб болғандин кейин, пүткүл мәмликәт миқйасида агаһландуруш иш ташлаш намайиши қарарини елан қилди.

2064623
германийәдә германийә машинсазлар уйушмиси әзалири иш ташлайдиған болди

түркийә авази радйоси хәвири: германийә машинсазлар уйушмиси (GDL)  ниң елан қилған байанатида, төмүр йол хизмәтчилириниң адәм ишләткүчи орунларни адәттин ташқири йуқири пул пахаллиқиға қарши техиму йахши иш һәққи беришкә мәҗбурлаш үчүн, бүгүн (15-нойабир) 20 саәтлик коллектип агаһландуруш иш ташлаш намайиши  өткүзидиғанлиқи билдүрүлди.

германийә төмүр йол ширкитидики машинсазларниң вә бихәтәрлик хадимлириниң бүгүн шу йәрниң вақти 22:00 дә иш ташлашни башлап, әтә (16-нойабир) 18:00 гичә давамлаштуридиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر