америкада җо байдин үстидин сотқа  ирқий қирғинчилиқ җинайити әрзи сунулди

мәркизи америкада турушлуқ кишилик һоқуқ тәшкилати «асасий қанун һәқ - һоқуқ мәркизи» (CCR) америка пирезиденти җо байдин вә һөкүмити үстидин сотқа  ғәззәдә ирқий қирғинчилиқ қилиш җинайити әрзи сунғанлиқини елан қилди.

2064339
америкада җо байдин үстидин сотқа  ирқий қирғинчилиқ җинайити әрзи сунулди

 

түркийә авази радийоси хәвири:мәркизи америкада турушлуқ кишилик һоқуқ тәшкилати «асасий қанун һәқ - һоқуқ мәркизи» (CCR) ғәззә хәлқигә қаритилған «ирқий қирғинчилиқ» ни тосуп қалалмиғанлиқи сәвәбидин америка пирезиденти җо байдин вә һөкүмити үстидин сотқа әрз сунғанлиқини елан қилди.

кишилик һоқуқ тәшкилати «асасий қанун һәқ - һоқуқ мәркизи» (CCR), «әлһәқ» вә «хәлқаралиқ балиларни қоғдаш тәшкилати» қатарлиқ аммиви тәшкилатларни өз ичигә алған бир қанчә пәләстин гуруһиға вакалитән бу әрзни сунғанлиқини билдүрди.

әрзнамидә: «бу дәва пәләстинликләргә вакалитән дунйадики әң негизлик вә әң муһим қануний вә әхлақий мәҗбурийәтниң, йәни ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш мәҗбурийитиниң ада қилиниши үчүн сунулди» дейилди.

әрзнамидә ғәззәдә давамлишиватқан «ирқий қирғинчилиқ» ниң җавабкари байдин, америка ташқи ишлар министири антоний блинкен вә мудапиә министири лойд остинниң исраилийәни шәртсиз қоллиши сайисида «ирқий қирғинчилиқ» ниң йүз бериватқанлиқи тәкитләнди.

исраилийәниң «әң йеқин иттипақдиши вә көп һәрбий йардәм қилғучиси» болған  американиң һазир «ғәззә хәлқигә ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан исраилийә әмәлдарлириға тосқунлуқ қилиш күчигә игә» икәнлики уқтурулди.

әрзнамидә йәнә, байдин вә униң һөкүмити «кишини чөчитидиған дәриҗидики пуқралар талапәтлири» гә қаримастин, уруш тохтитиш вә исраилийәгә американиң һәрбий йардимини чәкләш чақириқлириниму рәт қилиш билән әйибләнди.

һамасниң қораллиқ қанити, изддин әлқассам биригадиси 7 - өктәбирдә «исраилийәниң пәләстинликләргә вә мәсҗиди әқса қатарлиқ муқәддәс қиммәт қарашлириға , қаратқан үзлүксиз дәхли-тәрузлини давамлаштуриватқанлиқиға җавабән» кәң көләмлик һуҗум қозғиған иди. исраилийә қисимлириму ғәззә райониға һава һуҗуми қозғап вәһшиләрчә бомбардиман қилишни башлиған иди.

исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумида қаза қилғанларниң сани 11 миң 360 дин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر