йов галант исраилийәлик әсирләрни алмастуруш келишими түзүшниң мумкинликини билдүрди

исраилийә дөләт мудапиә министири йов галант пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң қолидики исраилийәлик әсирләрниң қойуп берилиши үчүн «келишим түзүшкә болидиғанлиқи» ни билдүрди.

2063662
йов галант исраилийәлик әсирләрни алмастуруш келишими түзүшниң мумкинликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: «Yediot Ahronot» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, йов галант пайтәхт тел авивда әсирләрниң аилә-тавабиатлири билән көрүшкән.

галант барлиқ амаллар билән әсирләрни қутулдурушқа бәл бағлиғанлиқлирини, буниң келишим йаки һәрбий һәрикәт арқилиқ болуши мумкинликини билдүрди.

галант: «уруш үчүн муәййән вақтимиз йоқ, әсирләр қойуп берилгүчә давамлаштуримиз» деди.

галант бу қетимқи байанати арқилиқ тунҗи қетим һамасниң қолидики әсирләрниң қойуп берилиши тоғрисида келишим түзүш мумкинчиликини тилға алған болди.

һамасниң қораллиқ қанити иззәддин қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) әтигәндә, «исраилийәниң ишғалийити вә қанунға хилаплиқ қилиш қилмишлириға җаваб қайтуруш» үчүн кәң көләмлик һуҗум башлиған вә нурғун исраилийәликләрни әсиргә елип ғәззәгә қайтқан иди.

исраилийә армийәси тохтависиз бомбардиман қиливатқан ғәззә районида тәхминән 240 исраилийәлик әсирниң барлиқини билдүргән иди.

исраилийәдә кәң муназирә қилинған һамас билән барлиқ әсир вә тутқунларниң қойуп берилиши шундақла инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш тәклипигә, исраилийә һөкүмити қәтий қарши чиққан иди.

исраилийә һөкүмити йәнә, исраилийәлик әсирләр тутуп турулуватқан ғәззәгә қарита уруш тохтитиш чақириқиниму рәт қилған иди.

исраилийәлик әсирләрниң қойуп берилиши шәрти асасида инсанпәрвәрлик нуқтисидин вақитлиқ уруш тохтитиш тәклипини қобул қилиши мумкинликини елан қилған тел авивһөкүмити, ғәззә районини қаттиқ бомбардиман қилишни давамлаштурмақта.

қассам биригадилири исраилийә армийәсиниң қаттиқ бомбардиманчилиқида қолидики тәхминән 60 әсирниң өлгәнликини елан қилған иди.

исраилийәдә әсирләрниң йеқин – йоруқлири вә охшимиған гуруппилар, икки тәрәпниң барлиқ әсирләр вә тутқунларни өзара қойуп бериш тәклипини қоллимақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر