америка сүрийәдики иранға тәвә қораллиқ гуруппиларға һавадин һуҗум қилди

америка армийә мәркизий қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) екс (x) адресида, сүрийәдики иранниң қоллиши астидики қораллиқ гуруппиларниң нуқтилирини һавадин бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2063585
америка сүрийәдики иранға тәвә қораллиқ гуруппиларға һавадин һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийә мәркизий қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, иран инқилабий муһапизәт қисимлириға четишлиқ гуруппилар ишлитиватқан сүрийәниң әбу камал вә майадин йезилири әтрапидики ул-әслиһәләрниңһавадин бомбардиман қилинғанлиқини билдүрди.

байанатта, «америка өзини, хадимлирини вә мәнпәәтини қоғдашни давамлаштуриду» дейилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, ирақ вә сүрийәдә америка хадимлириға қарита давамлишиватқан һуҗумларға қарши сүрийәниң шәрқидики иран инқилабий муһапизәт қисимлириға четишлиқ гуруппилар ишлитиватқан ул- әслиһәләргә қарита һава һуҗуми елип берилғанлиқи җәзмләштүрүлди.

байанатта, пачақлап ташланған нишанлардин бириниң мәшиқ саһәси, йәнә бириниң панаһлиниш орни икәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر