боснийә-гертсеговинада ғәззә хәлқини қоллаш намайиши өткүзүлди

боснийә-гертсеговинаниң пайтәхти сарайевуда бәш һәптидин буйан исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗумиға учраватқан ғәззә хәлқини вә пәләстинни қоллаш намайишлири шундақла пийадә йүрүш паалийәтлири давамлашмақта.

2063614
боснийә-гертсеговинада ғәззә хәлқини қоллаш намайиши өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: боснийә-гертсеговинадики мустәқил йашлар мәҗлиси тәрипидин башчаршидики тарихий булақ алдида уйуштурған йиғилишқа миңлиған киши қатнашти.

намайишқа қатнашқан пуқралар «ғәззәдики ирқий қирғинчилиқни тохтитиңлар!», «түнүгүн сребренитса, бүгүн ғәззә!» вә «дунйа немишқа сүкүт қилисән?!» дегән шоарлар йезилған лозункиларни һәмдә пәләстин вә боснийә - гертсеговина байрақлирини көтүрүп пийадә қилди.

топланған кишиләр, ғәззә районидики ирқий қирғинчилиқни шундақла пуқралар, кичик балилар вә айалларни қирғин қилишни тохтитиш шоарлирини товлап, қоршав астидики пәләстин земинида өлтүрүлгән кичик балиларниң рәсимлирини көтүргән һалда намайиш қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر