исраилийәни <йәһудийларға қарши> дегән төһмәткә  қалмайму тәнқидләш мумкин болиши лазим

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел исраилийә һөкүмитини «йәһудийларға қарши» дәйдиған төһмәткә қалмайму тәнқидләш мумкин болиши лазимлиқини оттуриға қойди.

2063345
исраилийәни <йәһудийларға қарши> дегән төһмәткә  қалмайму тәнқидләш мумкин болиши лазим

түркийә авази радйоси хәвири: боррел испанийәниң җәнубидики малага шәһиридә өткүзүлгән йавропа сотсийалистлар партийәсиниң қурултийида қилған сөзидә: «исраилийә һөкүмитини <йәһудийларға қарши> дегән төһмәткә  қалмайму тәнқидләш мумкин болиши лазим» деди.

исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири үстидиму тохтилип, исраилийәниң өзини қоғдаш усулиниң муһимлиқи һәққидә толиму тәрса икәнлики тәкитлигән боррел, инсанларға етибар берилмәйдиған бир истратегийәниң карға кәлмәйдиғанлиқини вә тинчлиқни мумкин әмәс һалға кәлтүридиғанлиқини билдүрди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел өзиниң қаришичә, һәл қилиш чарисиниң «3 қоллаш вә 3 йақ» ни асас қилған болиши керәкликини  тәкитләп мундақ деди:

"һамасниң ғәззәгә қайтип келишигә болмайду. ғәззәниң исраилийә тәрипидин ишғал қилинишиға болмайду. ғәззә мәсилисини һәл қилиш чарисини бир пүтүн пәләстин мәсилисидин айришқа болмайду. ғәззәдә вақитлиқ пәләстин һакимийити қурулишини қоллаш, әрәб дөләтлириниң арилишишини қоллаш, йавропа иттипақиниң районға техиму бәк иштирак қилишини қоллаш  лазим»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر