гебрейус: ғәззәдә һечқандақ җай вә һечким бихәтәр әмәс

дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори тедрос аданом гебрейус ғәззәдә һечқандақ җай вә һечкимниң бихәтәр әмәсликини әскәртти.

2063202
гебрейус: ғәззәдә һечқандақ җай вә һечким бихәтәр әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: гебрейус иҗтимаий таратқу суписи X тики адресида, исраилийәниң қамали вә шиддәтлик һуҗумлириға учраватқан ғәззә вәзийити тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

шәһәрдики вәзийәтниң интайин еғирлиқиға ишарәт қилған гебрейус: «ғәззәдә һечқандақ йәр вә һечким бихәтәр әмәс» деди.

хәлқара қизил крест җәмийити  ғәззәдики дохтурханилар учриған вәйранчилиқниң бәрдашлиқ бәргили болмайдиған һалға кәлгәнликини вә буни тохтитишниң шәрт икәнликини билдүргәниди.

хәлқара қизил крест вә қизил һилал ай җәмийәтлири федератсийәси баш катипи җаган чапагенму иҗтимаий таратқу суписи X тики адресида учур һәмбәһриләп, ғәззәдики қуддус дохтурханиси әтрапиниң вәзийитиниң интайин начарлиқини оттуриға қойғаниди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر