америка сүрийәдә иранға йеқин гуруппиларға һавадин һуҗум қилғанлиқини елан қилди

америка армийә мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) сүрийәдә иранға йеқин гуруппиларға һавадин һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

2062513
америка сүрийәдә иранға йеқин гуруппиларға һавадин һуҗум қилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радйоси хәвири: америка армийә мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM)  ниң X һесабида елан қилинған байанатта, һава һуҗуминиң иранға тәвә ислам инқилабини муһапизәт қилиш қисимлири (IRGC) вә униңға йеқин гуруппилар ишлитиватқан әслиһәләргә қарита елип берилғанлиқи уқтурулди.

байанатта: «биз барлиқ тәдбирләрни қоллинип, хәлқимизни һуҗумға мәсул кишиләрдин қоғдаймиз һәмдә өзимиз таллиған вақит вә орунда җаваб қайтуримиз» дейилди.

байанатта, мәзкур һава һуҗуминиң илгири сурийә вә ирақта америка пуқралириға қаритилған һуҗумларға җавабән елип берилғанлиқи билдүрүлди. әмма сүрийәниң қәйәрдә елип берилғанлиқи вә нәтиҗиси һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر