америка: ғәззәниң қайта ишғал қилинишини қоллимаймиз

америка қошма иштатлири исраилийәниң ғәззәни қайта ишғал қилишини қоллимайдиғанлиқини вә бу позитсийәсини исраилийәгә ениқ уқтурғанлиқини билдүрди.

2061782
америка: ғәззәниң қайта ишғал қилинишини қоллимаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин байанатчиси ведант пател мухбирларни күтүвелиш йиғинида, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң «уруштин кейин, ғәззәниң бихәтәрликини үстимизгә алимиз» дегән сөзигә мунасивәтлик бир соалға җаваб бәрди.

«биз исраилийәниң ғәззәни қайта ишғал қилишини қоллимаймиз» дегән пател, америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң исраилийә зийарити җәрйанида, бу нуқтини сөһбәтдашлириға ениқ ейтқанлиқини тәкитлиди.

буниңдин кейин, «(тоқунушлардин бурунқи) 6 - өктәбирдики һаләт»кә қайтишниңму мумкин әмәсликини оттуриға қойған пател, исраилийәниң районда бихәтәр болуши керәкликини вә ғәззәниң «террорлуқ һуҗум»лириниң базиси болмаслиқи лазимлиқини илгири сүрди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һәрикәт башлиғанлиқини елан қилған؛ арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлирини ишлитип, ғәззәдә «төмүр қиличлар» һәрикити қозғиғанлиқини уқтурғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушлар җәрйанида һазирғичә һәр икки тәрәптин миңларчә киши һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر