һондурас билән гиватемалада 68 миңдин артуқ адәм апәткә учриди

һондураста шиддәтлик йамғур сәвәбидин йүз бәргән кәлкүн вә тағ гөмүрүлүп чүшүш вәқәлиридә төт адәм җенидин айрилди.

2061400
һондурас билән гиватемалада 68 миңдин артуқ адәм апәткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: оттура америка дөләтлиридин бири болған һондурас вә гиватемалада 68 миңдин артуқ адәм мушу һәптә ахири йағқан шиддәтлик йамғурниң тәсиригә учриди.

һондурас дөләтлик җддий ишларға тақабил туруш ишханиси байанат елан қилип, йәттә районда сериқ рәңлик агаһландуруш елан қилинғанлиқини, шиддәтлик йамғурниң давамлиқ йағидиғанлиқини билдүрди.

һондураста һазирғичә кәлкүн вә тағ гөмүрүлүп чүшүш вәқәлиридә төт адәм җенидин айрилди, 42 миңдин артуқ

адәм апәтниң тәсиригә учриди.

гиватемалада шиддәтлик йағқан йамғур сәвәбидин дәрйаларда су тешип кәтти. онларчә өй су астида қалди.

гиватемала тәбиий апәтни азайтиш кординатсийә идариси 26 миң адәмниң йамғур сәвәбидин йүз бәргән кәлкүнниң тәсиригә учриғанлиқини, бәзи җайларда кишиләрни тарқақлаштуруш хизмитиниң башлинип кәткәнликини уқтурди.

гиватемалада мушу йил (2023) ниң бешидин тартип шиддәтлик йағқан йамғур сәвәбидин йүз бәргән кәлкүн вә тағ гөмүрүлүш вәқәлиридә 58 адәм җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر