һиндонезийәдә 6.1 бал йәр тәвриди

һиндонезийәниң җәнубидики шәрқий носа теңгара өлкисидә 6.1 бал йәр тәвриди.

2059327
һиндонезийәдә 6.1 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә метеорологийә, келимат вә геофизика идариси 6.1 бал еғирлиқидики йәр тәврәшниң тәврәш мәркизиниң купаң шәһириниң 21 киломитир шәрқий шималий икәнликини уқтурди.

йәрниң тәхминән 36 километир чоңқурлуқида йүз бәргән йәр тәврәшниң районда вәһимә пәйда қилғанлиқи вә нурғун биналарға еғир болмиған зийанларни йәткүзгәнлики қәйт қилинди.

йәр тәврәш қуруқлуқта йүз бәргән болғачқа, деңиз долқуни хәвипиниң йоқлуқи билдүрүлди.

өткән йили һиндонезийәниң ғәрбий җава өлкисидә 5.6 бал йәр тәврәп, 300 дин артуқ адәм қаза қилған, миңларчә киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر