ийорданийә ташқи ишлар министири хитайниң оттура шәрқ алаһидә вәкили җәй җүн билән көрүшти

ийорданийә ташқи ишлар министири айман әл сафади исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлириниң «районни һаңға иттириватқанлиқи» ни ейтти.

2058277
ийорданийә ташқи ишлар министири хитайниң оттура шәрқ алаһидә вәкили җәй җүн билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: ийорданийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, айман әл сафади хитайниң пайтәхт умманда рәсмий зийарәттә болуватқан оттура шәрқ алаһидә вәкили җәй җүн билән көрүшкән.

учриишишта, «ғәззәдики урушни тохтитиш, пуқраларни қоғдаш, хәлқара қанунға риайә қилиш вә ғәззә райониға муһим инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүш» қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.

сафади ғәззәдики шиддәтлик уруш кәлтүрүп чиқарған инсанийәткә хилап апәтни чоқум тохтитиш керәкликини тәкитләп: «исраилийәниң ғәззәгә қарши елип бериватқан уруши районни һаңға иттирмәктә» деди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) дә исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған вә буниңға қарши исраилийә армийәсиму уруш айропиланлири билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда, икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر