нурғун дөләтләрниң биналири вә мәйданлири түркийә байриқи билән безәлди

дунйадики нурғун дөләтләрдә түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йиллиқи мунасивити билән символлуқ биналар вә мәйданлар түркийә байриқиниң рәңгидә йорутулди.

2057724
нурғун дөләтләрниң биналири вә мәйданлири түркийә байриқи билән безәлди
baku haydar aliyev merkezi.jpg
mostar 29 ekim.jpg
2132828.jpg
finlandiya disisleri bakanligi 29 ekim.jpg
belarus milli kutuphane 29 ekim.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пайтәхти бакудики символлуқ биналиридин бири болған һайдар әлийев мәркизиниң алди тәрипи, түркийә җумһурийитиниң 100-йиллиқи күни (29-өктәбир) дә түркийә байриқиниң рәңгидә йорутулди.

ирақ пайтәхти бағдадтики бир даңлиқ сода сарийиға, түркийә байриқиниң нур шолиси чүшүрүлди.

қатарниң символлуқ биналириму 29-өктәбир түркийә дөләт байрими мунасивити билән, түркийә байриқиниң рәңгигә пүркәлди. түркийә байриқи шолисиниң үстигә, «түркийә җумһурийитиниң 100-йили», «түркийә җумһурийитиниң 100-йиллиқини тәбрикләймиз» дегән тиләкләр йезилди.

испанийә пайтәхти мадридтики даңлиқ кибәлә мәйданиму түркийә байриқиниң рәңги билән йорутулди.

русийә аләм учқучиси олег артемеф хәлқара аләм понкитида түркийә байриқини чиқириш арқилиқ түркийә җумһурийитиниң 100 йиллиқини тәбриклиди.

американиң нийу йорк шәһириниң кочилиридики диҗитал елан аптомобиллири түркийә байриқи билән безәлди. түркийә-америка миллий йетәкләш комитетиниң башчилиқида әмәлгә ашурулған паалийәттә, җумһурийәтниң 100-йиллиқини тәбриклигән аптомобиллар күн бойи кочиларни айланди.

таймес мәйданидики елан тахтилири түркийә байриқи вә түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң рәсимлири билән безәлди.

финландийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йиллиқини тәбриклиди вә министирлиқ бинасиға түркийә байриқиниң шолисини чүшүрди.

беларусийә пайтәхти минсктики миллий кутупхана бинасиму түркийә байриқиниң рәңгигә пүркәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر