әлқассам биригадалири исраилийәниң зиким һәрбий базисини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди

һамасниң қораллиқ қанити иззддин әлқассам биригадалири исраилийәниң ғәззә районидики пәләстин пуқралириға қиливатқан қирғинчилиқиға җавабән зиким һәрбий базисини ракета билән бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2057181
әлқассам биригадалири исраилийәниң зиким һәрбий базисини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радйоси хәвири: әлқассам биригадалири вәқәгә мунасивәтлик байанат елан қилди.

байанатта: «зионистларниң пуқраларни қирғин қилишиға җавабән зиким һәрбий базиси ракета билән бомбардиман қилинди» дейилди.

исраилийәниң қамал қилинған ғәззә районидики күчлүк һуҗуми сәвәбидин, райондики муқим телефон, йанфон вә тор алақә мулазимәтлири пүтүнләй үзүлүп қалди.

исраилийә армийәси һава һуҗумини күчәйкәнликини вә қуруқлуқ һәрикитиниму кеңәйтидиғанлиқини елан қилди.

ғәззәдә миңлиған йаридар вә пуқралар бар болуп, әң чоң сәһийә муәссисәси болған шифа дохтурханисиму исраилийә армийәси тәрипидин һуҗум нишан қилинди.

һамасниң қораллиқ қанити иззиддин әлқассам биригадиси 7-өктәбир әтигәндә исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиған вә исраилийә армийәсиму нәччә онлиған уруш айропилани билән ғәззә райониға һуҗум башлиған иди.

ғәззәдин әлқассам биригадалири елип барған һуҗумларда 310 исраилийә әскирини  қошқанда җәмий 1400 исраилийәлик өлгән вә 5132 исраилийәлик йариланған иди.

ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумида қаза қилғанлар саниниң 7 миң 326 гә йәткәнликини, буниң ичидә 3038 кичикк бала, 1726 айал, 414 йашанған киши болуп, җәмий 18 миң 967 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта исраилийә қисимлири вә йәһудий кәлкүндилириниң һуҗумида 111 пәләстинликниң өлтүрүлгәнлики, 1900 дин артуқ пәләстинликниң йариланғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر