захарова: американиң оттура шәрқтики һәрбий мәвҗудийити бу районға муқимлиқ елип келәлмәйду

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова америка қошма иштатлириниң оттура шәрқ районидики һәрбий мәвҗудийитиниң бу районға муқимлиқ елип келәлмәйиғанлиқини илгири сүрди.

2056757
захарова: американиң оттура шәрқтики һәрбий мәвҗудийити бу районға муқимлиқ елип келәлмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, анадолу агентлиқи мухбириниң, америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң оттура шәрқ райониға «THAAD» вә «вәтәнпәрвәр» намлиқ һава мудапиә системилирини орунлаштуруш қарариға қарита русийәниң қандақ тәдбирләрни қоллинидиғанлиқи тоғрисидики соалиға җаваб берип мундақ деди:

«русийә <америка қошма иштатлириниң оттура шәрқтики һәрбий мәвҗудийити бу районға муқимлиқ елип келиду> дәп ойлимайду. әксичә, силәргиму айан болғинидәк, узун йилллардин буйан давамлишиватқан ихтилапниң һәқиқий сәвәблирини көрмәскә селиватқан вашингитонниң оттура шәрқ районини монопол қиливелиш урунушлири дәл бүгүнки күндики балайиапәтниң нәтиҗилирини туғдурди. нөвәттә оттура шәрқ райониниң еһтийаҗлиқ болуватқини америка қошма иштатлириниң мәзкур һава мудапиә системилирини бу районға орунлаштуруши әмәс, әксичә  исраилийә – пәләстин тоқунушиниң дәрһал ахирлишишидур.»

у йәнә, америка қошма иштатлириниң бу қәдәмлириниң оттура шәрқ райониниң вәзийитини техиму мурәккәпләштүрүвәткәнлики вә кәскинләштүрүвәткәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر