йавропа иттипақи тинчлиқ конферанси өткүзүшни қоллайду

йавропа иттипақи исираилийә-пәләстин тоқунушини ахирлаштуридиған тинчлиқ конферансиниң пат йеқинда өткүзүлүши мумкинликини, әмма конферанста һамасниң бир ролиниң болмайдиғанлиқини билдүрди.

2056655
йавропа иттипақи тинчлиқ конферанси өткүзүшни қоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңиши башлиқи чарлез мишел билән йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула фондерлейен белгийә пайтәхти бирйусселда чақирилған йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғинидин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

икки рәһбәр йавропа иттипақи террорлуқ тәшкилати дәп қобул қилидиған һамасниң исираилийәгә қилған һуҗумини әйиблиди вә бир қанчә күндин буйан исираилийә бомбардиман қиливатқан ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини тез сүрәттә йәткүзүшниң әһмийитини тәкитлиди.

йавропа иттипақи кеңиши башлиқи мишел исираилийә-пәләстин мәсилисини һәл қилиш үчүн йавропа иттипақиниң йиллардин буйан қоллап кәлгән икки дөләтлик һәл қилиш чарәсиниң, бирдинбир чарә икәнликини тәкрарлиди.

у йавропа иттипақиниң буниңда муһим рол ойнашни халайдиғанлиқини билдүрүп: «йавропада йаки башқа бир йәрдә пат йеқинда тинчлиқ конферанси өткүзүш пикрини қоллаймиз. конферансни районда сиҗил муқмилиқни капаләткә игә қилиду, дәп ойлаймиз. очуқини ейтсақ, һамас террорлуқ тәшкилати һесаблиниду. бу сәвәбтин, йавропа иттипақи қатнишидиған хәлқаралиқ конферанста һамасниң һечқандақ роли болмайду, дәп ойлаймән» деди.

йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғининиң хитабнамәсидә, исираилийә-пәләстин мәсилиси тоғрисида тинчлиқ конферанси өткүзүш пикригә орун аҗритилди.

хитабнамәдә, «йавропа иттипақи тинчлиқ күчи тиришчанлиқлирини өз ичигә алған мәсилини икки дөләтлик һәл қилиш чарәси асасида сийасий мусапиниң җанландурулушиға төһпә қошушқа тәййар. йавропа иттипақи дипломатик тинчлиқ вә бихәтәрлик тиришчанлиқлирини қизғин қарши алиду. пат арида хәлқаралиқ тинчлиқ конферансиниң өткүзүлүшини қоллайду» дейилди.

йавропа иттипақи, әрәб иттипақи, сәуди әрәбистан, мисир вә ийорданийә өткән ай (2023-йили сентәбир) нийу йоркта өткүзүлгән  78-нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғинида, исираилийә билән пәләстин келишим һасил қилғанда қолға кәлтүридиған мәнпәәтлирини әң йуқири сәвийәгә чиқирип тинчлиқни тәшәббус қилишни мәқсәт  қилған «тинчлиқ күни тиришчанлиқи» намлиқ паалийәтни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر