абдуллаһйан: ғәззәдики қирғинчилиқ түпәйлидин вәзийәт контироллуқтин чиқип кетиши мумкин

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗуминиң кишини чөчүтидиған дәриҗигә йәткәнликини, һәр қандақ вақитта һәр қайси тәрәпләрниң контироллиқидин чиқип кетиши мумкинликини ейтти.

2056239
абдуллаһйан: ғәззәдики қирғинчилиқ түпәйлидин вәзийәт контироллуқтин чиқип кетиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи (ISNA) ниң хәвиригә асасланғанда, абдуллаһйан б д т дики пәләстингә даир пәвқуладдә йиғинға қатнишиш үчүн американиң нйуйорк шәһиригә йетип  барған вә ахбаратқа байанат бәргән.

абдуллаһйан байанатида, «америка вә бир қисим йавропа дөләтлириниң зионист һакимийәтни қариғуларчә қоллиши билән ғәззә хәлқигә қилиниватқан қирғинчилиқ вә ирқий қирғинчилиқ сәвәбидин, ғәрбий асийа районидики вәзийәт барлиқ дөләтләргә нисбәтән әндишигә салидиған дәриҗигә йәтти. контроллуқ һәр қандақ вақитта һәр қайси тәрәпләрниң қолидин чиқип кетиши мумкин» деди.

абдуллаһйан исраилийәниң һуҗумлириниң балдуррақ тохтитилиши вә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң йетип бериши керәкликини тәкитләп, пәләстинлик гуруппиларниң исраилийәгә қарши земинини қоғдаш һоқуқи барлиқини вә буниң хәлқара қанун вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шәртлиригә уйғун икәнликини әскәртти.

һамасниң һәрбий қанити қасим биригадиси 7-өктәбир исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә  буниңға қарши исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззә райониға қарши төмүр қилич һәрикитини башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинлишиватқан туқунушта һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر