русийәниң идлибқа қилған һава һуҗумида бәш пуқра җенидин айрилип, йәттә пуқра йариланди

русийә уруш айропиланиниң сүрийәниң идлиб вилайитидә мәҗбурий көчүрүветилгән пуқралар турушлуқ панаһланғучилар лагериға қилған һава һуҗумида, бәш пуқра җенидин айрилип, йәттә пуқра йариланди.

2055408
русийәниң идлибқа қилған һава һуҗумида бәш пуқра җенидин айрилип, йәттә пуқра йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибтики айропилан көзитииш өйидин елинған учурларға асасланғанда, лазқийәдики химәймим базисидин учқан русийә уруш айропилани идлибниң ғәрбидики һамамә йезиси әтрапидики пананһланғучилар лагерини һавадин бомбардиман қилған.

сүрийә хәлқ мудапиәси (ақ қалпақлиқлар) әтритидин игиләнгән учурларға қариғанда, һуҗумда кәм дегәндә бәш пуқра җенидин айрилип, йәттә пуқра йариланған.

йариланғанлар хәлқ мудапиә әтрити тәрипидин идлибтики дохтурханиларға йәткүзүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر