гутеррес: һамасниң һуҗумлириниң өзлүкидинла оттуриға чиқип қалмиғанлиқини билишимиз керәк

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш катипи антонийо гутеррес пәләстин хәлқиниң 56 йилдин буйан боғуш характерлик ишғалийәт астида икәнликини ейтти.

2055447
гутеррес: һамасниң һуҗумлириниң өзлүкидинла оттуриға чиқип қалмиғанлиқини билишимиз керәк

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррес б д т хәвпсизлик кеңишидә өткүзүлгән исраилийә- пәләстин йиғинида сөз қилди.

антонийо гутеррес пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң 7- өктәбир (2023) дики исраилийәгә қаратқан һуҗумлирини әйибләйдиғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «әмма, биз һамасниң һуҗумлириниң өзлүкидинла оттуриға чиқип қалмиғанлиқини билишимиз керәк. пәләстин хәлқи 56 йилдин буйан боғуш характерлик ишғалийәт астида қалди. улар земинлириниң (көчмәнләрни) йәрләштүрүш орунлири тәрипидин қәдәмму қәдәм игәлливелиниишға вә зораванлиққа шаһит болмақта. улар иқтисади йимирилгән, аһалиси сүргүн, өй- маканлири вәйран һаләттә (турмақта). уларниң (мәсилини) сийасий йол билән һәл қилишқа болған ишәнчиси йоқилишқа башлиди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر