теһран: америка бизгә икки қетим учур йоллиди

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан американиң теһранға икки қетим учур әвәткәнликини билдүрди.

2055034
теһран: америка бизгә икки қетим учур йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан пайтәхт теһранда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, иранниң өзиниң диний, миллий вә инсанпәрвәрлик қиммәт қариши даирисидә пәләстинниң исраилийә ишғалийитигә қарши туруш һәрикитини қоллайдиғанлиқини очуқ җакарлап кәлгәнликини, буниң бир мәхпийәтлик әмәсликини ейтти.

у исраилийәниң пәләстин земинини ишғал қиливалған күч икәнликини байан қилип: «хәлқара қанунға асасән, земинлири ишғал қиливелинғанлар қоралланса вә қорал- йарағ ишлитип өзини қоғдиса болиду. бир қисим ғәрб дөләтлири, болупму американиң контроллуқидики исраилийә ишғалийитини көрмәскә салмақта. улар һамас (пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити) вә пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикитини әйибләшниң койида» деди.

америка вә ғәрб дөләтлириниң һизбуллаһқа «исраилийәгә қарши йеңи фиронт ачмаслиқ тоғрисида һазирға қәдәр <онларчә учур> әвәткәнлики»ни билдүргән министир абдуллаһийан, сөзини давамлаштуруп: «америка иранғиму икки қетим учур әвәтти. биринчисидә улар <биз урушни кеңәйтишни халимаймиз> деди. иккинчисидә, ирандин өзини тутувелишни тәләп қилди. америка урушни кеңәйтишни халимайдиғанлиқини илгири сүрүватқан болсиму, әмма йәнә бир тәрәптин, икки һәптә илгири әвәткән қораллар билән пәләстинлик пуқралар, балилар вә айалларға қилиниватқан ғәззәдики һуҗумларни қоллайдиғанлиқини испатлиди. мән бу йәрдин (америка пирезиденти җо ) байдинға хитаб қилимән: рийакарлиққа хатимә бәр. сайлам риқабити җәрйанида дунйаға вәдә қилған кишилик һоқуқ мушумиди?» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر