хитайда узундин буйан ғайип болуп кәткән дөләт мудапиә министири ли вәзиписидин қалдурулди

хитайда узун мәзгилдин бери ғайип болуп кәткән вә  қизиқиш нуқтисиға айланған дөләт мудапиә министири ли шаңфуниң вәзиписидин елип ташланғанлиқи җакарланди.

2055288
хитайда узундин буйан ғайип болуп кәткән дөләт мудапиә министири ли вәзиписидин қалдурулди

түркийә авази радйоси хәвири: хитай дөләт телевизийәсиниң хәвиригә асасланғанда, ли тоғрисидики қарар хитайниң қанун чиқириш оргини болған мәмликәтлик хәлқ қурултийи мәркизий комитетиниң бейҗиңда өткүзүлгән йиғинида мақулланған.

комитет әзалири линиң министирлиқ вәзиписидин елип ташлинишини қоллап бирдәк аваз бәргән.

линиң орниға кимниң вәзипигә тәйинлинидиғанлиқи техи елан қилинмиди.

йиғинда, малийә министирлиқи вә пән-техника министирлиқиғиму йеңи кишиләрниң вәзипигә тәйинләнгәнлики уқтурулди.

сабиқ министир ли шаңфу әң ахирқи қетим 29-авғуст (2023) та бейҗиңда өткүзүлгән хитай-африқа тинчлиқ вә бихәтәрлик мунбиридә көрүлгәнчә ғайип болған иди.

хитай министир ли шаңфуниң 7- вә 8-сентәбир күнлири қатнашмақчи болған хитай-вийетнам йиллиқ мудапиә һәмкарлиқ йиғиниму «сағламлиқ мәсилиси бар» дегән баһанә билән әмәлдин қалдурулған иди.

ли шаңфу 15-сентәбир өткүзүлгән хитай армийәсиниң башқуруш оргини болған йәттә кишилик мәркизий һәрбий ишлар комитетиниңму йиғиниға қатнашмиған бирдинбир министир болуп қалған иди.

ли шаңфу 1-өктәбирдики дөләт байримини тәбрикләш вә күтүвелиш йиғинидиму йоқ иди.

америка «вашингтон почтиси» гезитиниң «исмини ашкарилашни халимиған бир америка әмәлдари» ни мәнбә көрситип 15-сентәбирдә елан қилған хәвиридә, ли шаңфу үстидин «чириклик тәкшүрүши» башланғанлиқи вә министирниң аллибурун вәзипидин елип ташланғанлиқи қәйт қилинған иди.

ли шаңфуниң ғайип болуши вә униңға қаритилған әйибләшләр ийул ейи (2023) да сабиқ ташқи ишлар министири чин гаңниңму йоқап кетиши вә вәзиписидинн елип ташлиниши билән күнтәртипкә кәлгән иди.  

чин гаңму охшашла тәхминән үч һәптә ғайиб болған вә бу мәзгилдә илгири пиланланған хәлқаралиқ йиғинларға «сағламлиқ мәсилиси бар» дегән баһанә билән қатнаштурулмиған, ахирида 25-ийулда һечқандақ сәвәб көрситилмәйла вәзиписидин елип ташланған иди.

һәр икки министирниң ақивити техичә намәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر