җо байдин бенйамин нетанйаһу билән телефонда көрүшти

америка пирезиденти җо байдин исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу билән телефонда көрүшти.

2055185
җо байдин бенйамин нетанйаһу билән телефонда көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: ақсарайниң байанатиға асасланғанда, байдин сөһбәттә һамасниң қолидики икки тутқунниң қойуп берилгәнликидин мәмнун болғанлиқини билдүргән.

байдин америка пуқралири қатарлиқ ғәззәдики барлиқ тутқунларниң райондин бихәтәр айрилишиға капаләтлик қилиш үчүн тиришидиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән.

байден ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими киришиниң давамлишши керәкликини тәкитләп, нетанйаһуға американиң исраилийәни һәрбий җәһәттин қандақ қоллиғанлиқи һәққидә  мәлумат бәргән.

америка дөләт мудапиә министири лойид остинму исраилийәлик мәнсәпдиши йов галлант билән телефонда көрүшти.

остин сөһбәттә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң еқиши вә у йәрдики пуқраларни қоғдашниң муһимлиқини тәкитлиди.

икки министир йәнә американиң исраилийәгә қарита давамлишиватқан қоллашлирини музакирә қилди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадиси 7-өктәбирдә исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилғандин сирт қораллиқ гуруппилар олтурақ районларғичә бесип киргән иди.

исраилийә армийәсиму уруш айропиланлири билән ғәззә райониға қарши төмүр қилич һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинләшкән туқутушта икки тәрәптин миңлиған киши қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر