блинкен оттура шәрқтики қораллиқ күчлирини қоғдашқа тәййар икәнликлирини билдүрди

ташқи ишлар министири антони блинкен исираилийә-һамас оттурисидики тоқунуш күчәйгән әһвал астида американиң оттура шәрқтики қораллиқ күчлирини вә һәрбий хадимлирини қоғдашқа тәййар икәнликини билдүрди.

2054449
блинкен оттура шәрқтики қораллиқ күчлирини қоғдашқа тәййар икәнликлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен н б с телевизийәсиниң бир пирограммисиға қатнашқанда, американиң исираилийә-пәләстин тоқунушини «иранниң арилишиши билән техиму улғийиду» дәп пәрәз қиливатқанлиқини әскәртип, байдин һөкүмитиниң райондики америка хадимлири йаки қораллиқ күчлири «һәр қандақ дүшмәнләрчә һәрикәтниң нишаниға айланған әһвалда җаваб қайтурушқа тәййар икәнлики» ни билдүрди.

у: «биз буни үмид қилмаймиз, биз җиддийчиликниң улғийишини халимаймиз. қораллиқ күчлиримизниң йаки һәрбий хадимлиримизниң уруш астида қелишини халимаймиз, әмма бундақ бир иш йүз бәрсә, биз униңға тәййармиз. һечким урушта иккинчи йаки үчинчи фиронтни көрүшни халимайду» деди.

у иран даирилирини райондики америка күчлиригә вә хадимлириға қаратқан һуҗумлирини күчәйтиду дәп пәрәз қиливатқанлиқлирини билдүрүп, бу кишиләрниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш вә зөрүр тепилғанда кәскинлик билән җаваб қайтуруш үчүн хизмәтләрниң ишләнгәнликини қәйт қилди.

у районға икки авийаматка вә башқа һәрбий әслиһәләрни орунлаштурғанлиқлирини әскәртип: «буларни иғвагәрчилик қилиш үчүн әмәс, бәлки тосуш вә бирәрси бирәр иш қилишқа урунса у йәрдә барлиқимизни очуқ көрситиш үчүн орунлоаштурдуқ »деди.

америка ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн (21-өктәбир) байанат елан қилип, вәзиписи еғир болмиған хадимларниң американиң әрбилдики әлчиханиси вә консулханисидин айрилишқа буйрулғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر