исраилийә ғәззәгә «қуруқлуқ һәрикити» башлайдиғанлиқи тоғрилиқ сигнал бәрди

исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу билән дөләт мудапиә министири йоав галлант исраилийә армийәсиниң қоршав астидики ғәззә райониға йеқинда «қуруқлуқ һәрикити» башлайдиғанлиқи тоғрилиқ сигнал бәрди.

2053482
исраилийә ғәззәгә «қуруқлуқ һәрикити» башлайдиғанлиқи тоғрилиқ сигнал бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бинйамин нетанйаһу ғәззә чеграси әтрапида вәзипә өтәватқан исраилийә әскәрлири билән бир йәргә җәм болди.

у аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған синлиқ байанатида, «ғәззәгә  қуруқлуқ һәрикитини башлашқа тәййармиз» деди.

исраилийә дөләт мудапиә министири йоав галлантму ғәззә чеграсидики әскәрләрни зийарәт қилди.

галлант бу йәрдики исраилийә әскәрлиригә хитаб қилип мундақ деди:

«һазир силәр ғәззәни йирақтин көрүватисиләр, узун өтмәй уни ичидинму көрисиләр.»

галлант йәнә, ливан чеграсидики һизбуллаһ билән болған җиддийчилик үстидә тохтилип мундақ деди:

«әгәр һизбуллаһ уруш башлимақчи болса, алди билән ғәззә шәһириниң мәнзирәлиригә қариши керәк.»

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر