сүрийәдики америка әскәрлири орунлаштурулған тәбиий газ мәйдани һуҗумға учриди

сүрийәниң шәрқидики дәйруззор вилайитидики америка қисимлири туруватқан конико тәбиий газ мәйданиниң әтрапи һуҗумға учриди.

2053713
сүрийәдики америка әскәрлири орунлаштурулған тәбиий газ мәйдани һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: мәһәллий мәнбәләрдин игилинишичә, кимлики ениқсиз қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң америка армийәси орунлаштурулған конико тәбиий газ мәйдани әтрапиға һуҗум қилған. һуҗум газ мәйданиға зийан йәткүзмигән.

мәнбәләрниң билдүрүшичә, коникоға йеқин тәбиий газ туруба линийәсидә партлаш йүз бәргән؛ партлашниң сәвәби техи ениқланмиған болсиму, тәбиий газ помпилинидиған туруба йолиға от кәткән.

бу өзгиришләрдин кейин, американиң тик учар вә учқучисиз һава аппаратлири район асминида учушқа башлиған.

фират дәрйасиниң шәрқидики дәйруззор земини американиң қоллиши астидики п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң ишғалийитидә болуп, вилайәт мәркизи вә башқа тағлиқ районлар б бәшшар әсәд һакимийити вә иран һимайсидики гуруппиларниң контроллуқида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر