гутеррес бейҗиңда ши җинпиң билән көрүшти

хитай дөләт рәиси ши җинпиң бейҗиңда өткүзүлгән 3- нөвәтлик «бир бәлбағ, бир йол» мунбиригә иштирак қилиш үчүн бейҗиңға йетип барған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес билән көрүшти.

2053106
гутеррес бейҗиңда ши җинпиң билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, ши җинпиңниң йиғинда сөз қилип, бир бәлбағ, бир йол қурулуши вә йәр шари тәрәққийат пиланиниң һәрқайси дөләтләрниң ортақ тәрәққийати үчүн актип енергийә йаритип, б д т ниң 2030- йиллиқ имканийәтлик сиҗил тәрәққийатни әмәлгә ашуруш нишаниға бирму дөләтни сәптин чүшүрүп қоймастин йетишигә төһпә қошушни нишан қилидиғанлиқини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, хитай рәһбири йәнә, дөлитиниң көп қутуплуқ дунйа тәртипи бәрпа қилиш вә йәршарини башқурушни техиму баравәр, техиму адил һаләткә кәлтүрүш үчүн, б д т билән болған һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилған.

бир бәлбағ бир йол қурулушиниң тәрәққий қиливатқан дөләтләрни имканийәтлик сиҗил тәрәққий қилишниң муһим пурсәтлири билән тәминләйдиғанлиқини тәкитлигән гутерресму, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң мунбәрдә елан қилған сәккиз маддилиқ һәрикәт пиланиниң, б д т ниң нишани вә нишаниға пүтүнләй мас келидиғанлиқини, униң тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң тәрәққийат сүритини тезлитидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини оттуриға қойған.

у б д т ниң хитайниң көп тәрәплимиликкә тутуватқан мәйданини қәдирләйдиғанлиқини, йәр шари тәрәққийати, йәр шари бихәтәрлики вә йәр шари мәдәнийлики тәшәббусини қоллаватқанлиқини, өзара һәмкарлиқни күчәйтишкә тәййар икәнликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر