һәниййә: дохтурханимизға қилинған һуҗумниң җавабкари америка

һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййә исраилийәниң ғәззәдики әләһли баптист дохтурханисиға қилған һуҗумниң җавабкариниң америка икәнликини илгири сүрди.

2052522
һәниййә: дохтурханимизға қилинған һуҗумниң җавабкари америка

түркийә авази радийоси хәвири: һамас сийасий бийуросиниң рәиси һәниййә бу һәқтә елан қилған синлиқ байанатида, мундақ деди: «исраилийәниң бу бомбардимани дүшмәнниң вәһшийлики вә қаршилиқ көрситиш алдида учриған мәғлубийитини испатлайдиған қирғинчилиқ һесаблиниду. исраилийәниң ғәззәдики әләһли баптист дохтурханисиға қилған һуҗумниң җавабкари америка қошма иштатлири.»

у сөзини давамлаштуруп мундақ деди:

«бу қирғинчилиқ сийонистлар пәләстинни ишғал қилғандин буйан йүргүзүватқан зәнҗирсиман қирғинчилиқлардин бири. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, бу уларниң алаһидилики болуп,  қирғинчилиқ йүргүзүш уларниң бирдинбир алаһидилики.»

у исраилийәниң қиммәт өлчәмлиригә, өрп-адәтләргә вә қанун - низамларға һөрмәт қилмайдиғанлиқини әскәртти, шундақла черкав, җамә вә дохтурханиларға һуҗум қилған дүшмәнниң, буни әйиблимигәнләрниң бу қирғинчилиқ һәм ирқий қирғинчилиқниң җавабкари икәнликини тәкитләп мундақ деди:

«таки ишғалийәт ахирлашқанға қәдәр қаршилиқ көрситиш һәрикити үзлүксиз давамлишиду. пәләстин хәлқини барлиқ шәһәрләр вә барлиқ кочиларда, болупму ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики ишғалчилар вә көчмәнләргә қарши давамлиқ тиркишишкә чақиримән.»

игилинишичә, сәйшәнбә күни (2023-йили 17-өктәбир) кәчтә исраилийәниң ғәззәдики әләһли баптист дохтурханисиға қилған һава һуҗумида 500 дин артуқ адәм қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر