коломбийә исираилийә билән болған мунасивәтлирини тоңлатти

коломбийә пирезиденти петро исираилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирини әйиблигәндин кейин, коломбийәниң тел авивдики баш әлчиси исираилийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

2051460
коломбийә исираилийә билән болған мунасивәтлирини тоңлатти

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб иттипақи баш катипи әһмәт әбу гайт мисир пайтәхти қаһирәдә африқа иттипақи комитетиниң башлиқи муса факи муһәммәд билән ғәззә тоғрисида көрүшти.

әрәб иттипақи билән африқа иттипақи ғәззәдә 2.2 милйон пәләстинликни дәрһал күндилик еһтийаҗ буйумлири вә инсанпәрвәрлик йардәмлири билән тәминләш үчүн хәлқаралиқ тиришчанлиқларни көпәйтиш икәнликини билдүрди.

исираилийәниң ғәззә һуҗумиға болған наразилиқларму барғансери күчәйгән һалда давам қилмақта.

коломбийә пирезиденти петро исираилийәниң һуҗумлирини әйиблигәндин кейин, коломбийәниң тел авивдики баш әлчиси исираилийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

исираилийә һөкүмити коломбийәгә бихәтәрлик мәһсулатлири експорт қилишни тохтитишни қарар қилди.

коломбийә пирезиденти петро: «пәләстинликләрни қирғин қилишни қоллийалмаймиз. исираилийә билән болған дипломатик мунасивәтлиримизни тоңлитишни  вә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими әвәтишни қарар қилдуқ» деди.

б д т баш катипи антонийо гутеррес исираилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири үстидә тохтилип: «оттура шәрқтә һаңниң түвидә туруватимиз. инсанпәрвәлик йардәм каридориниң ечилишиға рухсәт қилишқа чақиримиз. ғәззәгә әвәтилидиған йемәк-ичмәк, су, тиббий малзимиләр вә йеқилғуларниң тәййар икәнликини, йардәмләрниң районға бир қанчә саәт ичидә әвәтәләймиз» деди.

хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму исираилийәгә наразилиқ билдүрди.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати ғәззәниң шималида йурт-маканлиридин көчүватқан кишиләрниң һуҗумға учриғанлиқини билдүрүп, ғәззәдики пуқраларниң һечқандақ бихәтәр җайиниң қалмиғанлиқиниң ечинишлиқ испати икәнликини тәкитлиди.

һамасниң һәрбий қанити қассам  биригадилири 7-өктәбирдә исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот атқандин башқа йәнә, қораллиқ гуруппилар райондики олтурақ районларға бесип киргән иди.

исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда, һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر