байдин: ғәззәни ишғал қилиш чоң хаталиқ

америка пирезиденти җо байдин исираилийәниң ғәззәни ишғал қилишиниң чоң хаталиқ болидиғанлиқини ейтти.

2051453
байдин: ғәззәни ишғал қилиш чоң хаталиқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка  пирезиденти җо байдин с б ес (CBS) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилип, пәләстин һөкүмити вә дөлити үчүн ейтқанда бир йол болуши керәкликини билдүрди.

у мундақ деди:

«бу йол- икки дөләтлик һәл қилиш чарәси болуп һесаблиниду. бу ончә йиллардин буйан американиң сийаситигә айланди. америка исираилийәниң йенида 5 милйон пәләстинликкә мустәқил дөләт шәкилләндүриду.»

у урушниң арқисида иранниң барлиқиға мунасивәтлик испатниң йоқлуқини әскәртип, теһран һөкүмити вә һизбуллаһни урушни улғайтмаслиққа чақирди.

америка ташқи ишлар минстири антони блинкен райондики алтә әрәб дөлитини зийарәт қилғандин кейин, бүгүн (16-өктәбир) йәнә исираилийәгә тәкрар кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر