исраилийә вә пәләстин тәрәп урушта өлгән вә йариланғанлар санини елан қилди

пәләстин - исраилийә тоқунушлирида 1200 пәләстинлик, 1300 исраилийәликниң өлгәнлики билдүрүлди.

2049837
исраилийә вә пәләстин тәрәп урушта өлгән вә йариланғанлар санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида һайатидин айрилғанлар сани 1200 гә йеқинлашти.

ғәззәниң муавин сәһийә министири дохтур йусуп әбурриш: «шеһитләрниң сани 1200 гә йеқинлашти, тәхминән бәш миң адәм йариланди» деди.

әббуриш һуҗумда қаза қилған вә йариланғанларниң көпинчисиниң балилар, айаллар вә йашанғанлар икәнликини әскәртти.

исраилийә сәһийә министири моше арбел байанат елан қилип, исраилийәгә һуҗум қилиш җәрйанида йаридар һаләттә қолға чүшүрүлгән пәләстинликләрниң даваланмайдиғанлиқини билдүрди.

исраилийәниң «йәдиот ахронот» гезитиниң хәвиригә қариғанда, исраилийә сәһийә министири арбел түнүгүн баш министир бенйамин нетанйаһуға мәктуп йезип, һуҗумда йариланған һамас (пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити) әзалирини һөкүмәт дохтурханилирида давалашни тохтитишқа буйруғанлиқини билдүргәнликини елан қилған.

мәктупида: «сәһийә системиси бундақ қийин вақитларда исраилийә әскәрлирини давалашқа вә кәлгүсидики ишларға тәййарлиқ қилишқа әһмийәт бериши керәк» дегән ибариләргә орун бәргән арбел, өз башқурушидки аммиви сәһийә системисиниң һамас әзалирини давалимайдиғанлиқини  уқтурған.

исраилийә сәһийә министирлиқи исраилийә – пәләстин тоқунуши башланған 7- өктәбирдин буйан йариланған 3268 кишиниң дохтурханиларда балнистқа елинғанлиқини елан қилди.

исраилийәниң дөләт игиликидики рәсмий қанили — KAN, һамасниң қораллиқ қанити болған иззуддин қәссам биригадасиниң муһасирә астидики ғәззәдин исраилийәгә қарши башлиған «әқса топани» һуҗумлирида өлгәнләр саниниң 1300 гә йәткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, һуҗумда йариланған исраилийәликләр сани 350 иниң йарилиниш әһвали еғир болуп, 3300 гә йәткән.

исраилийә армийәсиниң бу һәқтики байанатидиму, 7- өктәбирдин буйан өлтүрүлгән әскәрләр саниниң 220 икәнлики қәйт қилинди.

байанатта, өлтүрүлгән йәнә 31 әскәрниң кимликиниң ашкарилинишиға рухсәт қилинғанлиқи вә уларниң аилә-тавабиатлириниң вақипландурулғанлиқи әскәртилди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر