путин: түркийәдә қурулиши пиланланған тәбиий газ мәркизигә нурғун дөләрләр қизиқиватиду

русийә пирезиденти виладимир путин түркийәдә қурулиши пиланланған тәбиий газ мәркизигә нурғун дөләрләрниң қизиқиватқанлиқини билдүрди.

2050009
путин: түркийәдә қурулиши пиланланған тәбиий газ мәркизигә нурғун дөләрләр қизиқиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: путин русийәниң пайтәхти москвада өткүзүлгән русийә енергийә һәптилик конферансиниң асаслиқ йиғинида байанат елан қилди.

путин түркийәдә қурулиши пиланланған тәбиий газ мәркизи һәққидә тохтилип, әзәрбәйҗанниң бу лайиһәгә қизиқидиғанлиқини ейтти.

виладимир путин хизмәтләрниң илгирилишигә әгишип башқа дөләтләрниңму бу лайиһәгә қатнишишини үмит қилидиғанлиқини  тәкитләп, «бу йәрдә асаслиқи йавропа чоң қуруқлуқиға қарита тәбиий газ содиси үчүн електронлуқ бир супа бәрпа қилишни тилға алмақтимиз. бу лайиһәгә түрк достлиримиз, биз вә йавропадики русийә мәнбәлирини сетивалмақчи болғанларниң һәммиси қизиқмақта» деди.

росийә рәһбири йәнә, түрк еқими вә көк еқим лайиһәси арқилиқ тәбиий газни түркийәгә үнүмлүк йәткүзүшни давамлаштуридиғанлиқини һәмдә кәлгүсидә бу ул әслиһәләрни кеңәйткили болидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر