б д т исраилийә вә пәләстиндики тәрәпләрни уруш тохтитиш йаки инсаний уруш тохтитишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси ғәззә вәзийитиниң интайин хәтәрлик икәнликини оттуриға қойуп, тәрәпләрни инсаний уруш тохтитиш елан қилишқа чақирди.

2049728
б д т исраилийә вә пәләстиндики тәрәпләрни уруш тохтитиш йаки инсаний уруш тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханисиниң ғәззәгә мәсул әмәлдари һәмадә әлбәйари ишханиниң орган торида байанат елан қилип: «һазирқи басқучтики қилишқа тегишлик биринчи муһим иш уруш тохтитиш йаки инсаний вәзийәтни нәзәрдә тутуп уруш тохтитиш. шундақ болғанда, йардәм бәргүчиләр вәзийәтни муһакимә қилалиши мумкин. һазирға қәдәр вәзийәтни муһакимә қилғудәк бихәтәр муһитқа еришәлмидуқ» деди.

«ғәззәдики вәзийәтниң интайин хәтәрлик икәнлики ениқ. вәһимилик шараит илгирики һәр қандақ вақиттикидинму еғир болуши мумкин» дегән бәйари, һазирқи әһвалда йардәм беришниңму хәтәр астида икәнликини қәйт қилди.

у шәһәрдики вәзийәт тоғрисида тохтилип: «бирдинбир електр истансиси йеқилғу болмиғачқа, мәшғулатини тохтитишқа мәҗбур болуп қалди. бу әһвал ғәззәликләрниң сағламлиқ вә су мулазимитидин бәһримән болушиға пассип тәсир көрситиду. мәнбә кәмчил, ташқи дунйа билән ғәззә оттурисидики өтүшмә еғизлири пүтүнләй тақилип қалди, шәһәрдики тәминләш зәнҗири үзүлди» деди.

б д т ниң пәләстин мусапирлириға йардәм бериш оргини (UNRWA) тәййарлиған мәркәзләрдә панаһлиниватқанлар саниниң 280 миңдин ешип кәткәнликини бидлүргән бәйари, органға қарашлиқ бәзи мәркәзләрниң мусапирларни орунлаштурушқа мас кәлмәйдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунуш җәрйанида икки тәрәптин йүзләрчә киши талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر