париждики иш ташлаш нурғун нөвәтчи айропиланларниң әмәлдин қелишиға сәвәб болди

фирансийәниң иккинчи чоң айродуруми париж орлида ишчиларниң 12- өктәбирдин 14 – өктәбиргичә иш ташлаш қарари сәвәбидин бир қисим нөвәтчи айропиланларниң әмәлдин қалдурулғанлиқи билдүрүлди.

2049097
париждики иш ташлаш нурғун нөвәтчи айропиланларниң әмәлдин қелишиға сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә хәлқ авийатсийә мәркизий идариси (DGAC) ишчи-хизмәтчиләрниң иш ташлиши түпәйли һава йоли ширкәтлиридин бәлгиләнгән күнләрдә париж орли айродурумидики омумий учушлириниң %40 ини әмәлдин қалдурушни тәләп қилди.

хәлқ авийатсийә мәркизий идариси (DGAC)  париж-баввейс айродурумида %15, марсел провенс айродурумида %20 нөвәтчи айропиланларниң әмәлдин қалдурулидиғанлиқини билдүрди.

айродурум ишчилар уйушмисиға қарашлиқ қатнашни контрол қилиш хадимлири мааш тәңсизлики, пенсийә ислаһати вә хизмәт шараитилири қатарлиқ мәсилиләргә наразлиқ билдүрүп, 12-өктәбирдин 14-өктәбиргичә иш ташлаш қарари алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر