йавропа иттипақи түркийә билән болған мунасивәтни давамлаштуруш истикини қайта тәкитлиди

йавропа иттипақи түркийә билән һәмкарлиқ вә өзара нәп йәткүзүшни асас қилидиған мунасивәт шәклини сақлап қелиш ирадисини тәкитлиди.

2045277
йавропа иттипақи түркийә билән болған мунасивәтни давамлаштуруш истикини қайта тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети байанатчилиридин ана писонеро мухбирларни күтүвелиш йиғинида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң алдинқи күнидики байанатлири вә түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқ мусаписи тоғрисидики соалларға җаваб бәрди.

түркийә билән өзара мәнпәәт йәткүзүшни асас қилидиған мунасивәтни сақлап қелишни, шәрқий ақдеңизда муқим вә бихәтәр муһитни қоғдашниң йавропа иттипақиниң мәнпәәтигә уйғун икәнликини тилға алған писонеро: «йавропа иттипақи кишилик һоқуқ, қанун билән идарә қилиш, хәлқара қанун вә район муқимлиқиға алақидар вәдилирини чөридигән һалда түркийә билән мунасивәт орнитишқа тәййар» деди.

у йавропа иттипақи комитетиниң истратегийә вә кәлгүси тәрәққийат пилани даирисидики йавропа иттипақи- түркийә мунасивити мусаписигә алақидар доклат һазирларш хизмәтлириниң давам қиливатқанлиқини, буниң билән бирликтә, пат йеқинда, түркийәгә мунасивәтлик йиллиқ доклатниңму елан қилинидиғанлиқини ейтти.

җумһур рәис әрдоған алдинқи күни (1-өктәбир) түркийә бүйүк миллий мәҗлиси 28- нөвәтлик 2- қанун чиқириш йилиниң ечилиш мунасивити билән парламент омумий йиғинида сөз қилип: «әгәр (йавропа иттипақи) ноқул еғиздила қеливатқан толуқ әзалиқ мусаписини ахирлаштурмақчи болса, бу уларниң билидиған иши. биз демократийә, адаләт вә әркинлик җәһәттә, зөрүр тепилғанда, копенһаген өлчимини әнқәрә өлчимигә алмаштуруп, йолимизни давамлаштуримиз» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر