әнглийә тарихидики әң иссиқ сентәбирни баштин кәчүрди

әнглийә килимат өзгиришниң тәсири түпәйли «1884-йилдин буйанқи әң иссиқ сентәбир» ни баштин кәчүрди.

2045552
әнглийә тарихидики әң иссиқ сентәбирни баштин кәчүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә метерологийә идариси (Met Office) ниң истатистикилиқ мәлуматлириға қариғанда, бу йилниң сентәбир ейи дөләт миқйасида көрүлгән оттуричә 15.2 гирадуслуқ һава температураси билән, һава температурасиға мунасивәтлик хатириләш башланған 1884-йилдин буйанқи әң иссиқ ай болуп қалған.

әнглийәдә бу йил (2023) ниң сентәбир ейида хатириләнгән 16.7 гирадуслуқ һава температураси, 2006-йили сентәбирдики 16.5 гирадуслуқ температурасидин ешип кәткән. галлерниң сентәбирдики температураси 15.6 гирадус болуп, 2006-йили сентәбирдики 15.2 гирадуслуқ һава температурасидин ешип кәткән.

шималий иреландийәдә һазирғичә хатириләнгән әң йуқири һава температураси оттуричә 14.2 гирадус болди.

шотландийәму 12.8 гирадус билән, һазирғичә хатириләнгән әң иссиқ үчинчи сентәбирни баштин кәчүрди.

әнглийәдә сентәбир ейиниң һава температураси йуқири болуш билән биргә, һөл-йиғинму оттуричә һесаб билән үчтин бир һәссә көп болди.

әнглийәдә сентәбир ейида һава температурасиниң оттуричә һесаб билән 15.2 гирадусқа чиқишиға, «инсанлар сәвәб болған килимат өзгириши болмай туруп мумкин әмәслики» әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر