амазонда йунус белиқлириниң өлүки тепилди

амазон сүйиниң бәзи җайларда 39 гирадустин йуқири болуши сәвәбидин йеқинқи бир һәптә ичидә 100 дин артуқ йунус белиқиниң өлүки тепилди.

2044939
амазонда йунус белиқлириниң өлүки тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка с н н (CNN) телевизийәсиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, биразилийә билим, технологийә вә йеңилиқ йаритиш министирлиқиниң иқтисадий җәһәттин қоллиған мамирав иниститути тәрипидин елан қилинған мәлуматта, өлүк йунус белиқлириниң һәммиси тефе көлидин тепилған.

мутәхәссисләр буниң қурғақчилиқ вә тефе көлиниң бәзи җайлирида 39 гирадустин ешип кәткән су температураси билән мунасивәтлик икәнликини билдүргән.

мәсул даириләр, бир қанчә һәптә ичидиму йунус белиқлириниң өлүмигә сәвәб болидиған қаттиқ қурғақчилиқниң йүз бериши мумкинликини әскәртти.

амазон орманлирида йеқинқи күнләрдә һөл-йиғин йетәрлик дәриҗидә йағмиди.

биразилийәниң амазон орманлиридики қурғақчилиқниң тәсиригә 500 миңдин артуқ киши учриди.

биразилийә дөләт министири луиз инасийо лула силва районға 20 милйон доллар мәбләғ аҗритидиғанлиқлирини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر