әннәһйан дөлитиниң түркийә билән һәмнәпәс икәнликини билдүрди

әрәб бирләшмә хәлипилики рәиси шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан дөлитиниң түркийә билән һәмнәпәс икәнликини билдүрди.

2044805
әннәһйан дөлитиниң түркийә билән һәмнәпәс икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб бирләшмә хәлипилики рәиси шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан пайтәхт әнқәрәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, дөлитиниң түркийә билән һәмнәпәс икәнликини билдүрди.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң рәсмий хәвәр агентлиқи (WAM) ниң хәвиригә қариғанда, әрәб бирләшмә хәлипилики рәиси шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан түнүгүн (1-өктәбир) пайтәхт әнқәрәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилған.

телефон сөһбитидә, әннәһйан әрәб бирләшмә хәлипиликиниң қериндаш дөләт  түркийә вә түркийә хәлқи билән һәмнәпәс икәнликини тәкитлигән.

у һәр хил шәкилдики терроризмға қарши күрәш қилиш үчүн ортақ хәлқаралиқ тиришчанлиқларға еһтийаҗлиқ икәнликлирини қәйт қилған.

әннәһйан террорлуқ һуҗумида йариланған дөләт хәвпсизлик күчлиригә шипалиқ тилигән, шундақла қериндаш дөләт түркийә вә түркийә хәлқигә есәнлик тилигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر