пакистанниң икки иштатида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

пакистанниң белучистан вә хәйбәр пахтунхва иштатлирида террорлуқ һуҗуми йүз берип, 57 киши җенидин айрилди, буларниң ичидә икки сақчи бар.

2044194
пакистанниң икки иштатида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулиридики хәвәрләрдә көрситилишичә, белучистанниң мастунг районидики бир җамә әтрапида мәвлут кечисини тәбрикләватқан кишиләр топлашқан мәйданда бомба партлиди.

террорлуқ һуҗумида,  бир сақчини өз ичигә алған 52 киши җенидин айрилди, 130 дин артуқ киши йариланди.

мәсул даириләр, һуҗумниң адәм бомба һуҗуми болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.

һазирғичә һуҗумниң җавабкарлиқини һечқандақ тәшкилат вә шәхс үстигә алмиди.

хәйбәр пахтунхва иштатиға қарашлиқ хангу районидиму бир җамәдә адәм бомба һуҗуми йүз бәрди. бу һуҗумда бир сақчини өз ичигә алған бәш киши җенидин айрилди, 12 киши йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر