блинкен: әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлики мәсилисидә бакуни қоллаймиз

америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки мәсилисидә бакуни қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.

2041173
блинкен: әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлики мәсилисидә бакуни қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: нйу йорк шәһиридики лот палис меһманханисида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен бир мухбирниң муну соалиға җаваб бәрди: «әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефонда көрүшкиниңиздә, америка қошма иштатлириниң әрменийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкини толуқ қоллайдиғанлиқини байан қилдиңиз. америка қошма иштатлири қарабағ қатарлиқ районларда әзәрбәйҗанниңниңму земин пүтүнлүкини әслигә кәлтүрүш һоқуқини етирап қиламду вә қолламду?»

блинкен әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики қарабағ мәсилисигә мунасивәтлик бир соалға җаваб бәргәндә, бу һәптә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйан билән көрүшүш пурситигә еришкәнликини, бу учришишларда бу һәптә райондики өзгиришләргә қарита әндишисини оттуриға қойғанлиқини байан қилди.

у америка қошма иштатлириниң қорал күчи ишлитишкә қарши икәнликини, чүнки буниң тинчлиқ тиришчанлиқлириға тосалғу пәйда қилидиғанлиқини ейтти.

блинкен адил вә узақ мәзгиллик тинчлиқниң һәр икки дөләткә зор пайда елип келидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «чүнки бундақ тинчлиқ үч йиллиқ тоқунуштин кейин тарихниң йөнилишини йахши тәрәпкә қарап йүзләндүриду.»

министир блинкен бу мәсилә тоғрисида тәрәпләр вә  йавропа иттипақи билән қойуқ алақә қиливатқанлиқлирини, йеқинқи 24 саәт ичидә әзәрбәйҗан вә қарабағдики әрмәнлириниң вәкиллири оттурисидики учришишлар, сөһбәтләр вә дипломатик паалийәтләрниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәммә тәрәпниң игилик һоқуқи, земин пүтүнлүки вә мустәқиллиқини қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر