йавропа иттипақи «интел»ға җәриманә қойди

йавропа иттипақи американиң үзәк ишләпчиқарғучи ширкити — интелға өзәк базиридики риқабәт қаидисигә хилаплиқ қилғанлиқини оттуриға қойуп, 376 милйон 360 миң йавро җәриманә қойди.

2041061
йавропа иттипақи «интел»ға җәриманә қойди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети интелниң базардики һөкүмранлиқ һоқуқидин қалаймиқан пайдиланғанлиқи үчүн җәриманә қойушни қарар қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, интелниң йавропа иттипақиниң монополға қарши туруш қаидисигә хилаплиқ қилип, риқабәтчилирини алақидар базардин чиқириветишни мәқсәт қилидиған қәдәмләрни ташлиғанлиқи؛ җәриманә қойуш қарариниң интелниң 2002 – йилидин 2006 – йилиғичә болған арилиқта Hewlett Packard, Acer  вә Lenovo  қатарлиқ компйотер ишләпчиқарғучи ширкәтләргә риқабәтчи ширкәтләрниң мәркизи бир тәрәп қилғучлирини базарға селишини кечиктүрүш вә сетиш йоллириға чәклимә қойуш үчүн пул төлигәнлики сәвәбидин чиқирилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر